русийә йавропаниң ташлиғуси қәдәмлиригә инкас қайтуридиғанлиқини билдүрди
русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков: «биз ғәрб дөләтлириниң русийәниң мал-мүлүклиригә қарши ташлиғуси қәдәмлиригә җаваб қайтуримиз» деди.
түркийә авази радийоси хәвири: димитрий песков журналистларниң <ғәрб дөләтлириниң русийәниң тоңлитилған мал-мүлүклиридин қилинған киримни украинаға бериш мумкинчилики> тоғрисидики соалиға җаваб бәрди.
русийәниң ташланғуси қәдәмләргә җаваб қайтуридиғанлиқини тәкитлигән песков: «биз һазир бар болған барлиқ қануний механизмларни, шундақла кәлгүсидә барлиққа келидиған йеңи механизмларни ишқа салимиз» деди.
у русийәниң ғәрб дөләтлиригә қайтуридиған инкасиниң биваситә җаваб қайтуруш шәклидә болмайдиғанлиқини билдүрүп: «биз өзимизниң мәнпәәтигә мас келидиған охшимиған усулларни таллаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
афғанистандики кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани 300 дин ашти
афғанистанниң бағлан вилайитидә йүз бәргән кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани 300 дин ашти.