фидан: йавропа иттипақиға әза болуш түркийәниң истратегийәлик нишани

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан йавропа иттипақиға әза болушниң түркийәниң истратегийәлик нишани икәнликини оттуриға қойди.

2118117
фидан: йавропа иттипақиға әза болуш түркийәниң истратегийәлик нишани

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болған испанийә ташқи ишлар министири җосе мануел албарис билән ташқи ишлар министирлиқидики учришишидин кейин өткүзүлгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилди.

испанийәниң баштин тартипла түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписини баштин-ахир сәмимий қоллиған дөләтләр қатаридин орун алғанлиқини, хизмәтдишиға йавропа иттипақиға әза болушниң түркийәниң истратегийәлик нишани болушни давамлаштуруватқанлиқини йәнә бир қетим тәкитлигәнликини билдүргән министир фидан, сөзини давамлаштуруп: «мән түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписиниң бир қисим дөләтләрниң пичәк сийасий күнтәртипигә ташлап қойғили болмиғудәк дәриҗидә муһимлиқини қайта тәкитлидим. йавропа иттипақи ичидә испанийә ғәззә мәсилисидә баштин тартип пиринсипал позитсийәдә болуп, пәләстин хәлқи тәрәптә турған дөләтләрниң бири. испанийәниң тәқдирләшкә әрзийдиған бу позитсийәси пәләстин мәсилисиниң диний вә етник кимликләрдин һалқиған универсал дәва икәнликиниң йәнә бир испати» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر