блинкен сәуди әрәбистан шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән көрүшти

сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири фәйсал бин фәрһан дөлитидә зийарәттә болған америкалиқ мәнсәпдиши антоний блинкен билән көрүшти.

2118301
блинкен сәуди әрәбистан шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири фәйсал бин фәрһан дөлитидә зийарәттә болған америкалиқ мәнсәпдиши антоний блинкен билән исраилийәниң һуҗуми астидики ғәззәдә уруш тохтитишниң зөрүрийити вә исраилийәниң қуруқлуқтин һуҗум қилидиғанлиқини ейтип тәһдит салған рәфаһ шәһириниң вәзийитини музакирә қилди.

сәуди әрәбистан ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, министир бин фәрһан билән америка ташқи ишлар министири антоний блинкенниң җиддәдә көрүшүп, икки тәрәплик мунасивәт вә һәр қайси саһәләрдики һәмкарлиқни күчәйтиш мәсилилирини музакирә қилғанлиқини уқтурди.

исраилийәниң һуҗумлири астидики ғәззәдә уруш тохтитишни капаләткә игә қилиш вә исраилийә һуҗум қилидиғанлиқини ейтип тәһдит селиватқан сәргәрдан пәләстинликләрниң панаһгаһи рәфаһниң вәзийитини муһакимә қилған бин фәрһан билән блинкен, ғәззәгә җиддий инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүп бериш йолидики тиришчанлиқларни музакирә қилди.

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу ғәззәниң җәнубиға җайлашқан рәфаһ шәһиригә қуруқлуқтин һуҗум қилиш пиланини тәстиқлиғанлиқини вә райондики пуқраларни тарқақлаштуруш пиланини «пат йеқинда» тәстиқлайдиғанлиқини билдүргәниди.

исраилийәниң 7-өктәбирдин буйанқи ғәззә һуҗумлирида кәм дегәндә 14 миңи бала вә 9 миң 220 си айал болуп, җәмий 31 миң 923 пәләстинлик қаза қилди, 74 миң 96 адәм йариланди.

игилинишчә, харабиликләр астидиму миңларчә җәсәт бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر