нетанйаһу: рәфаһқа қуруқлуқтин кириш ирадимиз қәтий

исираилийә баш министири нетанйаһу ғәззәдики бомбардиманлар сәвәбидин қачқан тәхминән 1.5милйон киши панаһлиниватқан җәнубтики рәфаһ шәһиригә күтүлүватқан қуруқлуқ һуҗумини тосуш үчүн, бәзи гуруппиларниң америка билән һәмкарлашқанлиқини илгири сүрди.

2117673
нетанйаһу: рәфаһқа қуруқлуқтин кириш ирадимиз қәтий

түркийә авази радийоси хәвири: валланиң хәвиридә қәйт қилинишичә, нетанйаһу ташқи ишлар вә бихәтәрлик комитетидики бир қетимлиқ мәхсус учришишта, исираилийәдики бәзи гуруппиларниң «һамас үстидин ғәлибә қилиш» қа тосқунлуқ қилишқа тиришиватқанлиқини билдүрүп: «исираилийәдики бәзи гуруппилар рәфаһқа һәрбий һәрикәт башлашни тосуш үчүн америка билән һәмкарлишиватиду» дегән.

у рәфаһқа һуҗум қилиштин башқа йолниң йоқлуқини билдүрүп, пәләстин дөлити қурулушиниң алдини алғанлиқлири үчүн американиң буниңға қарши туруватқанлиқини илгири сүрди.

у америка билән «һамасни йоқитиш мәсилисидә әмәс, бәлки рәфаһқа қуруқлуқтин кириш мәсилисидә ихтилап барлиқи» ни әскәртип:«ешип қалған биригадиларни йоқатмай туруп, һамасни һәрбий нуқтидин йоқитишниң башқа йолини көрәлмәйватимиз. буни әмәлгә ашуруш ирадимиз қәтий» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر