исираилийәниң рәфаһни бомбардиман қилишни башлиғанлиқи билдүрүлди

пәләстин исираилийә армийәсиниң ғәззәниң җәнубиға җайлашқан рәфаһ шәһиригә түнүгүн (18-март) һуҗум қилғанлиқини, һуҗумда кичик балилар вә айалларни өз ичигә алған 14 пәләстинликниң җенидин айрилғанлиқини елан қилди.

2117377
исираилийәниң рәфаһни бомбардиман қилишни башлиғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин ташқи ишлар министирлиқи исираилийәниң рәфаһ шәһиригә һуҗум қилғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта: «пәләстин ташқи ишлар министирлиқи исираилийәниң ғәззәниң шималий вә мәркизидин өй-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болған милйонларчә киши болған рәфаһ шәһирини ишғал қилмаслиқ тоғрисидики хәлқаралиқ агаһландурушларға қаримастин қилған һава һуҗумини һәмдә системилиқ һалда давамлаштуруватқан һәрбий һәрикәтлирини қаттиқ әйибләймиз» дейилди.

исираилийәниң түнүгүн кәчтә рәфаһни қаттиқ бомбардиман қилишни башлиғанлиқи, бомбардиманда нурғун пәләстинликниң җенидин айрилғанлиқи тәкитләнгән байанатта мундақ дейилди:

«исираилийә рәфаһ шәһиригә һуҗум қилишни башлиди. хәлқаралиқ наразилиқлардин өзини қачуруш үчүн һуҗумни елан қилмиди вә һечкимниң рухсәт қилишиниму күтмиди.»

байанатта қәйт қилинишичә, исираилийә айропиланлири түнүгүн кечә рәфаһ шәһириниң охшимиған районлирини һавадин бомбардиман қилип, кичик балилар вә айалларни өз ичигә алған 14 кишиниң өлүмигә, нурғун кишиләрниң йарилинишиға сәвәб болған.

исираилийә баш министирлиқ ишхансиниң 15-марттики байанатида, рәфаһ шәһириниң җәнубида һәрбий һәрикәт башлаш пиланиниң тәстиқланғанлиқи уқтурулған иди.

исираилийә армийәси инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүлүшигә тосқунлуқ қилип, ачарчилиқниң йүз беришигә сәвәб болған ғәззәдә 7-өктәбир (2023) дин буйан қилиниватқан һуҗумларда йеқинқи 24 саәттә җенидин айрилғанлар сани 93 киши ешип, 31 миң 819 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر