нато баш катипи столтенберг әзәрбәйҗан, гирузийә вә әрменийәдә зийарәттә болиду
шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг 17- марттин 19-мартқичә әзәрбәйҗан, гирузийә вә әрменийәдә рәсмий зийарәттә болиду.
2116225
түркийә авази радийоси хәвири: нато байанат елан қилип, баш катип йенс столтенбергниң 17-март әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда зийарәттә болуп, пирезидент илһам әлийев билән, 18-март әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов вә дөләт мудапиә министири закир һәсәнов билән көрүшидиғанлиқини уқтурди.