естонийә украинаға әскәр әвәтмәйдиғанлиқиға капаләтлик қилалмайдиғанлиқини билдүрди

естонийә баш министири каҗа каллас украинаға әскәр әвәтишни рәт қилишқа капаләтлик қилалмайдиғанлиқини ейтти.

2115598
естонийә украинаға әскәр әвәтмәйдиғанлиқиға капаләтлик қилалмайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: каллас һөкүмәтниң парламент әзалириға доклат бериш йиғинида соалларға җаваб бәрди؛ у бу даиридә, фирансийә пирезиденти еммануел макронниң йавропа иттипақи дөләтлиридин украинаға әскәр әвәтиш тоғрисидики сөзлири һәққидиму тохталди.

баш министир каллас әкрә (EKRE) гуруһи вәкиллириниң һөкүмәттин украинаға әскәр әвәтилмәсликигә капаләтлик қилиш тоғрисидики тәлипигә инкас қайтуруп, бу хил қарарларни бирла кишиниң чиқириш һоқуқи йоқлуқини ейтти.

«дөләт сиртиға әскәр әвәтиш үчүн парламентниң рәсмий рухситини елиш шәрт, демәк, бу қарарни чиқиридиғанлар дәл өзүңлар... мениң өз алдимға бундақ бир қарар чиқириш салаһийитим йоқ шундақла  бу қарар силәрдин бихәвәр чиқирилмайду» дегән баш министир каллас, естонийә мудапиә қисимлириниң нөвәттики әһвалида бирәр өзгириш болса, уларниң украина урушиға әвәтилмәйдиғанлиқиға капаләтлик қилалмайдиғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә: «вәзийәт өзгириши мумкин, сиз арилишиш дәп чүшәндүргән нәрсә башқа мәнидин дерәк берип қелишиму мумкин. һәтта бизниң һазир украинаға қилған һәрбий йардимимизму<арилишиш> дәп тәсвирлиниши мумкин. биз украинаниң ғәлибә қилишини,русийәниң мәғлуп болуп, чеграсиға чекинишини үмид қилимиз.биз украинани қоллаштики мәйданимизни ениқ бәлгилидуқ, чүнки русийә бизгә биваситә тәһдит елип келиду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر