русийәдә үч күн сайлам өткүзүлиду

русийәдә 15- 16-вә 17-март күнлири өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида, 112 милйон 309 миң 947 сайлиғучи аваз ташлайду.

2115569
русийәдә үч күн сайлам өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийәдә 15- 16-вә 17-март күнлири сайлам өткүзүлиду. русийәниң чәт әлләрдики әлчихана-консулханилирида 1 милйон 890 миң 863, қазақистандики байқонур аләм базисида 11 миң 924 сайлиғучи аваз ташлайду.

русийә 2014-йили өзигә қошувалған украинаниң қирим районида, 2022-йили қошувелинған донетск, луханск, херсон вә запорижйа районлиридиму сайлам үчүн сайлам сандуқлири тәсис қилинди.

сайламда пирезидент болуш үчүн төт намзат риқабәтлишиду. путин бирләшмә русийә партийәсиниң қоллиши астида мустәқил намзат сүпитидә сайламға қатнишиду.

қалған үч партийәниң намзатлиридин либерал демократ партийәсиниң рәиси лейонид слутский, коммунистик партийәсиниң намзати николай харитонов, йеңи инсанлар партийәсиниң намзати владислав даванков қатарлиқларму пирезидент намзатлири тизимликидин орун алди.

бу қетимқи русийә сайлимини 36 дөләттин кәлгән хәлқаралиқ көзәткүчиләр, мустәқил дөләтләр бирләшмиси парламентлар ара ансамбили, коллектип хәвпсизлик келишими тәшкилати парламент әзалири ансамбилини өз ичигә алған бәш хәлқаралиқ тәшкилатниң 200 дин артуқ хадими көзитиду.

русийә һөкүмити «сайламниң бирәсмий икәнлики» ни билдүрүп әйиблигән дөләтләрниң парламентлириға вә парламентлар ара тәшкилатларға тәклип әвәтмиди.

русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, донетск, луханск, херсон вә запорижйа қатарлиқ районларда сайлам өткүзүлүшни әйиблигәнлики сәвәбидин, йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң мунасивәтлик органлириға тәклип әвәтилмигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر