хитай американиң тәйвән билән һәрбий мунасивәт орнитишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

хитай америка һөкүмитиниң 2025 - йиллиқ хамчот тәклипидә, тәйвәнниң мудапиәсигә йардәм бериш үчүн пул аҗритиш тәлипидә болғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

2114697
хитай американиң тәйвән билән һәрбий мунасивәт орнитишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ваң винбин пайтәхт бейҗиңда өткүзүлгән күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, американиң тәйвән билән һәрбий мунасивәт орнитишиға шундақла тәйвәнгә қорал сетип беришигә қарши туридиғанлиқлирини тәкитлиди.

байанатчи ваң америка һөкүмитини «бир хитай» пиринсипида чиң туруп, хитайниң ички ишлириға арилишишни тохтитишқа чақириқ қилди вә «хитай игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдаш үчүн керәклик қәдәмләрни ташлайду» деди.

байанатчи ваң вашингтон даирилириниң хитай тоғрисидики хата тонушини давамлаштуриуватқанлиқини, мәнпий риқабәт уқуми билән мунасивәтләргә ениқлима беришниң вә нөл йиғиндилиқ ойунниң логикиси билән қарши тәрәпни йоқитишқа урунушниң пәқәт икки дөләтни тоқунушқа шундақла дүшмәнлишишкә елип баридиғанлиқини ейтти.

байанатчи ваң алдинқи һәптиму хитай дөләт хәлқ қурултийида чақирған мухбирларни күтүвелиш йиғинида, дипломатийә министири ваң йиниң сөзлирини тәкрарлап: «әгәр америка хитайни бастуруш тәрсалиқини давамлаштуридиған болса, ахирида өзигә зийан салиду» дегән иди.

америка һөкүмити 2025 - йиллиқ хамчот тәклипидә, тәйвәнниң өзини мудапиә қилишға йардәм бериш үчүн тунҗи қетим 100 милйон долларлиқ алаһидә мәбләғ аҗритишни тәләп қилған иди.

америка дөләт мудапиә министирлиқиму американиң тинч окйандики чекиндүргүч күч иқтидари даирисидә, тәйвәнниң райондики таҗавузчилиққа қарши қорал амбирини йеңилийалиши үчүн 500 милйон долларлиқ хамчот аҗритип бериш керәкликини тәләп қилған иди.

хитай өз земининиң бир қисми дәп дәва қилип келиватқан тәйвән, 1949-йилдин буйан әмәлий шәкилдә мустәқиллиқини сақлап кәлмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر