блумберг: түркийәниң һәрбий мәвҗудийити кеңәймәктә

американиң «блумберг» тори түркийә армийәсиниң дунйа миқйасида күнсери зорийиватқан тәсири тоғрисида мәхсус анализ мақалиси елан қилди.

2115037
блумберг: түркийәниң һәрбий мәвҗудийити кеңәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: американиң «блумберг» тори, сомалидин әзәрбәйҗанғичә, боснийә-гертсеговинадин ливийәгичә болған  үч қитәдики нурғун дөләтләрдә һәрбий мәвҗудийитини сақлап келиватқан түркийә армийәсиниң дунйа миқйасида күнсери зорийиватқан тәсири тоғрисида мәхсус анализ мақалиси елан қилди.

анализ мақалисидә, түркийә армийәсиниң османли империйәсидин буйан әң кәң районда мәвҗутлуқини һес қилдуруватқанлиқи тәкитләнди؛ мақалидә, түркийә армийәсиниң шималий қибрис түрк җумһурийитидә туруватқиниға 50 йил болғанлиқи вә униң аралдики мәвҗутлуқиниң әһмийити тәкитләнди.

мақалидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң ливийәгә түркийә деңиз армийәси вә қуруқлуқ қисимлири қармиқидики әскәрләрни әвәткәнлики әскәртилди.

түркийәниң ливийәни изчил һалда һәрбий мәшиқ вә мәслиһәт бериш мулазимити билән тәминләйдиғанлиқиға ишарәт қилинған мақалидә, бу дөләт билән деңиз башқуруш тәвәлики рамка келишими имзалиғанлиқи әслтиип өтүлди.

әнқәрәниң ақ деңиздики енергийә һоқуқини қоғдаш ирадисиниң қәтийликини намайан қилғанлиқи оттуриға қойулған мақалидә, қатар, әзәрбәйҗан вә сомалидиму актип паалийәт елип бериватқан түркийә армийәсиниң террорлуққа қарши туруштин тартип һәрбий хадимларни тәрбийиләшкичә болған нурғун мәсилиләрдә һөкүмәтләрни қоллайдиғанлиқи қәйт қилинди.

мақалидә түркийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң иккинчи чоң армийәси икәнлики әскәртилип, түркийә армийәсиниң косово вә боснийә-гертсеговинада тинчлиқ сақлиғучи қисим сүпитидә һалқилиқ вәзипиләрни үстигә алғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر