испанийә баш министири пәләстин дөлитини етирап қилишни қайта тәкилтиди

испанийә баш министири педро санчез парламентниң бу қетимқи қанун чиқириш мәзгилидә пәләстин дөлитини етирап қилиш тоғрисида бир қарар чиқириши үчүн тиришидиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.

2113275
испанийә баш министири пәләстин дөлитини етирап қилишни қайта тәкилтиди

түркийә авази радийоси хәвири: санчез баск райониға тәвә билбав шәһиридә қилған сөзидә, һөкүмәт болуш сүпити билән пәләстин дөлитини етирап қилиш үчүн қарар текистини бу қетимқи қанун чиқириш мәзгилидә парламентқа сунидиғанлиқини ейтти.

хәлқара тинчлиқ конферанси өткүзүш вә икки дөләтлик һәл қилиш чариси үчүн тиришиватқанлиқини билдүргән санчез, пәләстин дөлитини етирап қилишни әхлақий етиқат вә һәққанй бир дәва болғанлиқидин шундақла исраилийә билән пәләстинниң икки дөләт сүпитидә бирликтә йашишиниң бирдин бир йоли болғанлиқидин тәләп қилидиғанлиқини әскәртти.

санчез 2023-йили 15-нойабирда парламенттин аз санлиқ сол қанат бирләшмә һөкүмити үчүн ишәнч авази тәләп қилған чағдики сөзидиму, «йеңи һөкүмәтниң алдинқи қатардики иши пәләстин дөлитини етирап қилиш үчүн тиришиштур» дегән иди.

йавропа иттипақидики башқа дөләтләр билән бирликтә бу қарарни чиқиришни тәләп қилған, әмма һазирғичә елип берилған дипломатийәдә йетәрлик қоллашларға еришәлмигән санчез, йанвардин буйанқи байанатлирида, испанийәниң пәләстин дөлитини етирап қилиш һәрикитиниң ишикини очуқ қойғанлиқини вә 4 йилни өз ичигә алған мушу қетимқи қанун чиқириш мәзгилидә ишқа ашидиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر