б д т русийә-украина урушида қаза қилған пуқралар санини елан қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) русийә-украина урушида қаза қилған пуқралар саниниң 10703 кә йәткәнликини уқтурди

2113130
б д т русийә-украина урушида қаза қилған пуқралар санини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т хәвпсизлик кеңиши украинаниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилди؛ б д т ниң оттура шәрқ, асийа вә тинч окйан ишлириға мәсул муавин баш катипи муһәммәд халид хийари йиғинда сөз қилип: «русийәниң украинаға таҗавуз қилиши 10703 пуқраниң өлүшини кәлтүрүп чиқарди. уларниң 549 и бала. 20146 киши йариланди. биз пуқралар ул әслиһәлиригә қилинған барлиқ һуҗумларни әйибләймиз» деди.

б д т инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси инсанпәрвәрлик йардәм мәблиғи йөткәш бөлүми директори лиза дофтенму пуқраларға қаритилған һуҗумниң хәлқара инсанпәрвәрлик қануниға хилап икәнликини, һәр қайси тәрәпләрниң пуқраларни қоғдиши керәкликини оттуриға қойди.

дофтен инсанпәрвәрлик йардими бериштә йәнила гәвдилик тосалғуларға дуч келиватқанлиқлирини билдүрди.

русийә өзигә қошувалған донетсики, лухански, херсон вә запорижйа районлиридики аһалиниң инсанпәрвәрлик йардимигә еришишниң чәклик икәнликини, тәхминән 1 милйон 500 миң кишигә һайатлиқни қутқузуш инсанпәрвәрлик йардими берәлмәйватқанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر