әрменийә кзартнотс айродурумидики русийә қисмилирини чиқириветишни қарар қилди

әрменийә һөкүмити пайтәхт әривандики звартнотс хәлқара айродурумида туруватқан русийә чегра мудапиә қоғдиғучилириниң вәзиписини ахирлаштурушни қарар қилди.

2112147
әрменийә кзартнотс айродурумидики русийә қисмилирини чиқириветишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийәниң рәсмий хәвәр агентлиқи «әрмәнипрес» ниң хәвиригә қариғанда, дөләт бихәтәрлик кеңиши катипи армен гиригорйан дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән йиғиндин кейин байанат елан қилған.

гиригорийан әрменийә һөкүмитиниң айродурумдики барлиқ ишларни пүтүнләй әрменийәликләрниң қилишини қарар  қилғанлиқини билдүрүп: «әрменийәниң бу мәсилидики мәйдани ениқ болуп, бу ениқ мәйданни русийә федератсийәсигә рәсмий мәктуп арқилиқ уқтурди. әрменийәниң позитсийәси звартнотс хәлқара айродурумидики хизмәтләрниң әрменийә чегра мудапиә қисимлири тәрипидин қилиниши керәкликидур» деди.

әрменийә дөләт мәҗлиси башлиқи ален симонйан 27-феврал русийә чегра қоғдиғучилириниң звартнотс хәлқара айродурумидин чиқириветилишини тоғра дәп қарайдиғанлиқини елан қилғаниди.

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков, әрменийә һөкүмитиниң бу қарари тоғрисида москваға һазирғичә һечқандақ учур йетип кәлмигәнликини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر