хусийлар американиң һәрбий парахотлириға һуҗум қилған

йәмәндә иран қоллаватқан хусийлар қизил деңизда американиң икки һәрбий парахотиға башқурулидиған бомба вә учқулар билән һуҗум қилғанлиқини елан қилди.

2111776
хусийлар американиң һәрбий парахотлириға һуҗум қилған

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң һәрбий байанатчиси йәһйа сәри қизил деңизда американиң икки һәрбий парахотиға башқурулидиған бомба вә учқулар билән һуҗум қилинғанлиқини билдүрди.

америка бу һәқтә һечқадақ байанат елан қилмиди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар, исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға қайтурулған инкас сүпитидә 2023-йили 31-өктәбирдин буйан йәмәнниң деңиз тәвәликидә исраилийә ширкәтлири билән мунасивити болған сода парахотлирини мусадирә қилип, йәнә бәзи парахотларға учқучисиз айропилан вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилип кәлмәктә.

нурғун хәлқаралиқ деңиз тиранспорт ширкәтлири хусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминән %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر