остин украинаға давамлиқ йардәм қилидиғанлиқлирини билдүрди

америка дөләт мудапиә министири остин украина дөләт мудапиә министири рүстәм умәрова билән көрүшкәндә, икки йилдин буйан русийәниң ишғалийитигә қарши уруш қиливатқан украинаға йардәм қилишниң давамлишидиғанлиқини билдүрди.

2111426
остин украинаға давамлиқ йардәм қилидиғанлиқлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон, бәш бурҗәклик бина) министир остинниң украиналиқ мәнсәпдеши рүстәм умәрова билән көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, икки министирниң телефон сөһбитидә, украина-русийә урушидики йеңи өзгиришләрниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта мундақ дейилди:

«министир остин америка билән тәхминән 50 иттипақдаш вә шерик дөләттин тәркип тапқан бирләшмәниң, русийәниң ишғалийитигә қарши күришини давамлаштуруватқан украинани изчил қоллайдиғанлиқини тәкрарлиди.»

остин билән умәровниң пирезидент байдинниң қошумчә дөләт хәвпсизлик лайиһәсини тез сүрәттә конгрәдин өткүзүши керәклики тоғрисида охшаш пикиргә игә икәнликлири қәйт қилинған байанатта, министирларниң мәсилигә мунасивәтлик йеқин алақини сақлап қелиш вәдисини бәргәнлики әскәртилди.

украина дөләт мудапиә министири рүстәм умәров екс (X) адресида һәмбәһрлгән учурида, остинға уруш сепидики йеңи өзгиришләр тоғрисида мәлумат бәргәнликини билдүрүп, наһайити үнүмлүк «һәптилик сөһбәт» өткүзгәнликини қәйт қилди.

америкада украина вә исираилийәгә қошумчә һәрбий йардәм қилишни тәклип қилған 95 милйард долларлиқ қанун лайиһәси, кеңәш палатасида қобул қилинғандин кейин, авам палатасиға әвәтилгән иди.

авам палатасиниң рәиси майк җонсон (Mike Johnson) мәзкур қанун лайиһәсини җәнубтики чеграларға мунасивәтлик бихәтәрлик тәдбирлири йолға қойулмай туруп тәстиқлимайдиғанлиқлирини елан қилған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر