исраилийәдә америкалиқ бир дипломатниң өйидин җәсити тепилди

американиң исраилийәдә турушлуқ әлчиханисида ишләйдиған бир дипломатниң җәсити өйидин тепилди.

2111118
исраилийәдә америкалиқ бир дипломатниң өйидин җәсити тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң исраилийәдә турушлуқ әлчиханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, бир дипломатниң қуддуста қаза қилғанлиқи җәзмләштүрүлди, әмма униң американиң исраилийәдә турушлуқ баш әлчиси әмәслики тәкитләнди.

байанатта, америкалиқ дипломатниң өлүш сәвәби тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди, дипломатниң өлүмидә гуманлиқ әһвалларниң йоқлуқи әскәртилди.

исраилийә мәтбуатлирида болса, мәзкур дипломатниң қуддустики туралғусида өлүк һалда байқалғанлиқи хәвәр қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر