шойгу: натониң кеңийишидин кейин, йеңи һәрбий районларни қурдуқ

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу шималий атлантик әһди тәшкилати — нато кеңийип, русийә чеграсида йошурун һәрбий күч барлиққа кәлтүргәндин кейин, русийәниң икки йеңи һәрбий район қурғанлиқини елан қилди.

2111461
шойгу: натониң кеңийишидин кейин, йеңи һәрбий районларни қурдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: сергей шойгу русийә дөләт мудапиә министирлиқи әмәлдарлири йиғинида сөз қилип, дөләт ичидә йеңи һәрбий районларниң барлиққа кәлгәнликини ейтти.

шойгу натониң русийә чеграсиға йеқин җайда йошурун һәрбий пәйда қилғанлиқини, финландийәниң натоға әза болғанлиқини, шиветсийәниңму иттипаққа әза болидиғанлиқини әскәртип: «биз ғәрбий шимал вә ғәрбниң истратегийәлик йөнилишидики әскирий қисимларни гуруппилирини күчәйтиш үчүн тәдбир қолландуқ. армийә сепидә ленинград вә москва һәрбий районлиридин ибарәт икки алаһидә истратегийәлик район қурулди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر