йәмән һөкүмити әнгилийәниң «Rubymar» намлиқ парахотиниң чөкүп кәткәнликини җакарлиди

йәмән һөкүмити әнгилийәниң «Rubymar» намлиқ парахотиниң «һаварайи шараити вә күчлүк шамал сәвәбидин» қизил деңизда чөкүп кәткәнликини елан қилди.

2110155
йәмән һөкүмити әнгилийәниң «Rubymar» намлиқ парахотиниң чөкүп кәткәнликини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән һөкүмити парахотниң әң йеңи әһвали тоғрисида йазма байанат елан қилди.

«Rubymar» намлиқ парахотиниң җүмә күни кәчтә деңиздики һаварайи шараити вә күчлүк шамалниң тәсиридә чөкүп кәткәнлики билдүрүлди.

хусийлар 18 - февралда 41 миң тонна оғут елип маңған әнгилийәниң «Rubymar» намлиқ парахотиға һуҗум қилған вә парахот су елишқа башлиған иди.

йәмән һөкүмити һуҗум қилинған парахотниң көп миқдарда аммийак вә нефит тошуғанлиқини билдүрүп, чоң бир муһит булғиниш апити йүз бериши мумкинлики һәққидә агаһландурушта болған һәмдә парахот хадимлириниң бихәтәр тарқақлаштурулғанлиқини уқтурған иди.

йәмәндики хусийлар бу һуҗумниң пәләстин хәлқини қоллаш үчүн елип берилғанлиқини, пәләстин хәлқигә қаритилған һуҗумлар тохтитилип, қоршав бекар қилинғанға қәдәр һуҗумларниң давамлишидиғанлиқини елан қилған иди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға қайтурулған инкас сүпитидә 2023-йили 31-өктәбирдин буйан йәмәнниң деңиз тәвәликидә исраилийә ширкәтлири билән мунасивити болған сода парахотлирини мусадирә қилип, йәнә бәзи парахотларға учқучисиз айропилан вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر