исраилийәдә баш министир бенйамин нетанйаһуниң һакимийитигә бесим күчәймәктә

әсирләрниң аилилири вә қоллиғучилири ғәрбий қуддуста намайиш өткүзди.

2110115
исраилийәдә баш министир бенйамин нетанйаһуниң һакимийитигә бесим күчәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар ғәззәдә уруш тохтитишни вә пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити һамас билән әсир алмаштурушни тәләп қилди.

һөкүмәтниң уруш сийаситини тәнқид қилған намайишчилар, әсир алмаштуруш үчүн йеңи келишим түзүлиши керәкликини тәләп қилди.

намайишчилар «нитанийаһу мәғлуб болди» деди вә һөкүмәтниң һәр саһәдә ишларни техиму начарлаштурувәткәнликини билдүрди.

әсирләрниң аилилири мисирдики музакирә җәрйанини қайта башлашқа чақириқ қилди.

намайишчилар әсирләрни қайтуруп келиш үчүн һәрикәткәткә өтүшни тәләп қилмақта. лекин нитанийаһу һөкүмити һәтта әсирләрниң аилә-тавабиатлириниң көрүшүш тәлипиниму рәт қилип кәлмәктә.

нитанийаһуға қарши турғучилар исраилийәниң пайтәхти тел авивда намайиш өткүзди.

миңлиған намайишчилар дөләт мудапиә министирлиқиниң алдида йиғилип, нитанийаһу һөкүмитини истипа беришкә чақирди вә муддәттин бурун сайлам өткүзүшни тәләп қилди.

исраилийә сақчилири намайишқа қаттиқ арилишип 7 намайишчини қолға алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر