сергей лавров анталйа дипломатийә мунбирини мәдһийәлиди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров анталйа дипломатийә мунбири (ADF) ниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин қозғитилған йеңи сийасий илим әндизиси болғанлиқини ейтти.

2110147
сергей лавров анталйа дипломатийә мунбирини мәдһийәлиди

түркийә авази радийоси хәвири: сергей лавров анталйа дипломатийә мунбири (ADF) ниң йепилишида мухбирларни күтүвеилиш йиғини чақирди.

сергей лавров йиғинниң ахирлашқанлиқини билдүрүп, «бу түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қозғиған бир қәдәр йеңи сийасәт билими әндизисидур» деди.

лавров мунбәр йиғиниға дөләт вә һөкүмәт башлиқлирини өз ичигә алған 100 дин артуқ дөләтниң вәкилири иштирак қилғанлиқини һәмдә ташқи ишлар министирлири сәвийәсидә нурғун иштиракчиларниң  барлиқини тәкитләп, «бу пурсәттин пайдилинип мәтбуатлар арқилиқ түркийәлик кәспдашлиримизға меһмандостлуқи вә қизғин қарши алғанлиқи үчүн йәнә бир қетим рәхмәт ейтимән» деди.

лавров мунбәрдики программилар даирисидә, «америка башчилиқидики ғәрб колликтипиниң барлиқ дөләтләрниң игилик һоқуқтики баравәрликигә һөрмәт қилиш принсипи вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамиси принсиплириға очуқ-ашкарә сәл қариғанлиқи»  тәрәпкә һәмминиң  диққитини тартқанлиқини әскәртип, ғәрбниң һазирқи хәлқара вәзийәтни өзиниң қаидисини теңиш үчүн ишлитиватқанлиқини ейтти.  

русийә министири лавров, «сөһбәтниң (мунбәрдики музакириләрниң) пайдилиқ болушини үмид қилимән. җумһур рәис әрдоған сөз қилған йиғинда вә башқа тармақ йиғинларда, бизниң нәдә туриватқанлиқимизни вә хәлқара мәҗбурийитимизгә қандақ қарайдиғанлиқимизни қайта ойлишишимиз керәклики тәкитләнди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر