йавропа парламенти исираилийәгә ембарго йүргүзүшни рәт қилди

йавропа парламентида исираилийәгә қорал-йарағ ембаргоси йүргүзүш тәклипи %70 тин артуқ парламент әзасиниң авази билән рәт қилинди.

2109606
йавропа парламенти исираилийәгә ембарго йүргүзүшни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламентидики сол гуруппа тәрипидин екс (X) адресида һәмбәһрләнгән учурда қәйт қилинишичә, гуруппа йавропа парламенти омумий кеңишидә авазға қойулған «ортақ ташқи вә бихәтәрлик сийаситиниң иҗра қилиниши» мәсилиси бойичә тәййарланған 2023-йиллиқ доклатқа, йеңи бир мадда қошушни тәләп қилған. буниңға 534 парламент әзасиниң %73 гә тоғра келидиған 393 әза қарши аваз ташлиған.

тәләп қилинған маддида, әза дөләтләрниң исираилийәгә қорал-йарағ екиспорт қилишни дәрһал чәкләш чақириқ қилинидиған болуп, исираилийәгә қорал-йарағ екиспорт қилған дөләтләрниң ирқий қирғинчилиқ келишиминиң «җинайәткә шерик болуш җинайәт өткүзгәнлик» дәп қобул қилидиған маддиси бойичә «пәләстинликләргә қарши ирқий қирғинчилиққа йардәм қилиш җинайити билән» хәлқара җинайи ишлар сотиға әрз қилниш мумкинчилики тоғрисида агаһландурулған иди.

исираилийәгә қорал-йарағ екиспорт қилишниң чәклинишини тәләп қилған гуруппа, буниңға қарши аваз ташлиған парламент әзалириниң исим-фамилилириниму елан қилди вә уларни «пәләстинликләргә йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиққа шерик болуш вә қоллаш җинайити» билән әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر