исраилийәниң бир қанчилиған шәһәрлиридә нетанйаһуға қарши намайиш өткүзүлди

исраилийәликләр ғәззәдики исраилийәлик әсирләрниң қайтуруп келинишини, баш министир бенйамин нетанйаһу һөкүмитиниң истипа беришини вә муддәттин бурун сайлам өткүзүлишини тәләп қилип йәнә кочиларға чиқти.

2107035
исраилийәниң бир қанчилиған шәһәрлиридә нетанйаһуға қарши намайиш өткүзүлди
israilliler gosteri1.jpg
israilliler gosteri.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: миңлиған намайишчилар тел авивдики дөләт мудапиә министирлиқи бинасиниң алдида йиғилди. районға қурулған сәһнидә сабиқ сийасионлар вә мәһбусларниң туғқанлири нутуқ сөзлиди.

намайишчилар баш министир нетанйаһу вә униң оңчил бирләшмә шериклири, малийә министири безалел смотрич вә дөләт бихәтәрлик министири итамар бен гвирниң рәсиминиң астиға «бихәтәрлик аҗизлиқи» дәп йезилған чоң лозинкиларни ачти.

намайишчилар тел авивниң мәркизи нуқтилиридин қаплан кочисиға қарап йуруш қилмақчи болғанда, исраилийә атлиқ сақчи қисимлири вә йуқири бесимлиқ су пүркүш аптомобиллири қаттиқ мудахилә қилди.

исраилийә сақчилири ғәззә районида исраилийәлик әсир йеқинлири болған намайишчилар гурупписиға қарши тәңпуңсиз күч ишләтти.

исраилийә сақчилири билән намайишчилар оттурисида қаттиқ сүркилиш йүз бәрди.

исраилийә сақчилириниң байанатида 19 намайишчиниң қолға елинғанлиқи билдүрүлди.

намайишчилар нитанийаһуға қарита, «сән башта туриватисән, сән җинайәтчисән», «һәммә адәм сениң гунаһкар икәнликиңни билиду», «дәрһал сайлам өткүзүлсун» дәп шоарларни товлиди.

тел авивдин башқа йәнә, ғәрбий қуддус, һайфа вә кайсәрийәдиму миңлиған исраилийәлик намайиш өткүзүп, һөкүмәтниң истипа беришини вә муддәттин бурун сайлам өткүзүлишини тәләп қилди.

исраилийә сақчилириниң арилишиши җәрйанида намайишчилар билән сүркилиш йүз бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر