доналд трамп: «байдин сайламда қайта ғәлбә қилса, хитай америкиға һөкүмран болиду»

американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп: «әгәр мән вәзипидә болған болсам, исраилийәгә һуҗумму болмайтти, украинада урушму болмайтти» деди.

2107020
доналд трамп: «байдин сайламда қайта ғәлбә қилса, хитай америкиға һөкүмран болиду»

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп америка мариланд иштатида өткүзүлгән америка консерватиплар бирләшмисиниң әнәниви консерватиплар сийасий һәрикәт йиғинида сөз қилди.

доналд трамп 4 йил илгири америка пирезиденти җо байдин сайланған тәқдирдә, дөләтниң чеграсиниң йоқилидиғанлиқи, оттура синипниң көп қисминиң йоқ қилинидиғанлиқи вә зораванлиқ җинайи қилмишлириниң көпийидиғанлиқи һәққидә агаһландурғанлиқини әскәртип, «һәммә ишта дегинимиз тоғра чиқти» деди.

әгәр байдин сайламда қайта ғәлбә қилса, һәммә ишниң техиму начарлишидиғанлиқини оттуриға қойған трамп, көчмәнләрниң саниниң 50 милйондин ешип кетидиғанлиқини, сәһийә, иҗтимаий капаләт вә маарип системисиниң гумран болидиғанлиқини, қара гуруһларниң америка земинини ишғал қилидиғанлиқини вә хитайниң америкиға һөкүмран болидиғанлиқини тәкитлиди.

доналд трамп вәзипә өтәш муддити бойичә һечқандақ уруш чиқмиғанлиқини илгири сүрүп, «әгәр мән вәзипидә болған болсам, исраилийәгә һуҗумму болмайтти, украинада урушму болмайтти» деди.

доналд трамп йәнә, өзи вәзипә өтигән мәзгилидә иранниң вәйран болғанлиқини, һамас вә һизбуллаһниң мәбләғ тапалмайдиған һалға кәлгәнликини, әмдиликтә болса иранниң қайтидин бай болуп кәткәнликини ейтти.

доналд трамп пирезидент болған мәзгилдә наһайити қисқа вақит ичидә терорлуқ тәшкилати даешни вәйран қилғанлиқини тилға елип, байдинниң демократийәгә нисбәтән бир тәһдит икәнликини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر