испанийә исраилийәгә қорал сетишни аллиқачан тохтатқанлиқини билдүрди

испанийә ташқи ишлар министири җосе мануел албарес 7-өктәбирдин буйан дөлитиниң исраилийәгә қорал сетишни вақтинчә тохтатқанлиқини билдүрүп: «нөвәттики вәзийәт давамлишидиғанла болса, исраилийәгә қорал сатмаймиз» деди.

2106823
испанийә исраилийәгә қорал сетишни аллиқачан тохтатқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: албарес бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң нйуйорктики бинасида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди؛ у испанийәниң исраилийәгә қорал ембаргоси йүргүзидиған-йүргүзмәйдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға җаваб берип, 7-өктәбирдин кейин исраилийәгә йеңи қорал сетиш үчүн, иҗазәтнамә берилмигәнликини ейтти.

у бу нуқтидин елип ейтқанда, исраилийәгә әмәлий ембарго йүргүзүлгәнликини тәкитләп: «нөвәттики вәзийәт давамлишидиғанла болса, исраилийәгә қорал сатмаймиз» деди.

испанийәниң б д т ниң йеқин шәрқтики пәләстин мусапирлириға йардәм бериш вә мулазимәт қилиш оргинини 3 милйон 500 миң йавро мәбләғ билән тәминләйдиғанлиқини билдүргән албарес, һазир буни қисқа вақит ичидә қандақ қилип ишқа ашурғили болидиғанлиқи мәсилисини музакирә қиливатқанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر