әлрайи нәтиҗилиридә трамп биринчи орунда

америкада бу йил (2024-йили нойабир) өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлими тоғрисида елип берилған әлрайида, җумһурийәтчиләрниң намзати сабиқ пирезидент доналд трампниң ғәлибә қилидиғанлиқи оттуриға чиқти.

2106444
әлрайи нәтиҗилиридә трамп биринчи орунда

түркийә авази радийоси хәвири: «Marquette» қанун факултети 5-февралдин 15-феврал арисида елип берилған 5-нойабир өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида қайси намзатниң ғәлибә қилидиғанлиқи тоғрисидики әлрайи тәкшүрүш нәтиҗисини елан қилди.

әлрайи нәтиҗилиригә асасланғанда, сайлиғучиларниң %51 и трампни, %49 сайлиғучи байдинни қоллайдиғанлиқини билдүргән.

әлрайида қәйт қилинишичә, бәзи сайлиғучилар нарази болғанда трампни қоллаш нисбити %52 кә чиққан, байдинни қоллаш нисбити %48 кә төвәнлигән.

әлрайиға қатнашқанлар американиң б д т дики сабиқ даимий вәкили никки халей намзат болған әһвалда, җумһурийәтчиләрниң %58 и уни қоллайдиғанлиқини билдүргән болуп, бу әһвалда байдинниң авази %42 кә төвәнләйдикән.

җумһурийәтчиләрниң %73 и пирезидент намзатлиқиға трампни, %15 и халейни қоллайдикән. демократларниң %66 и байдинни қоллайдиған болуп, %27 и  қарарсиз икән.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر