фирансийә йәмән учқулирини етип чүшүрди

йәмәндики хусийлар америка вә әнглийә айропиланлириниң һудәйдә шәһирини бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

2105290
фирансийә йәмән учқулирини етип чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әлмәсирә телевизийәси америка вә әнглийә айропиланлириниң һудәйдәниң әлҗуббани районини икки қетим бомбардиман қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бомбардиманниң мәқсити вә нәтиҗиси тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди. америка билән әнглийәму бу тоғрида һечқандақ байанат елан қилмиди.

бу җәрйанда, фирансийә фирансийә дөләт мудапиә министирлиқи йазма байанат елан қилип, қизил деңиз билә әдән қолтуқида йәмәнниң икки данә учқусини етип чүшүргәнликини билдүрди.

байанатта, йәмәнниң икки данә учқусиниң етип чүшүрүлгәнлики әскәртилип, буниң сүвәйиш қанилидин һурмуз боғузиғичә деңиз қатниши бихәтәрликигә һәссә қошидиғанлиқи қәйт қилинди.

йавропа иттипақи түнүгүн (20-феврал) қизил деңиз қатниши бихәтәрликигә һәссә қошуш үчүн «аспидес» (Aspides) намлиқ бирләшмә һәрбий қисимниң тәшкилләнгәнликини уқтурған иди.

бу һәқтики байанатта, һәрбий қисимниң мудапиә мәқситидә тәшкилләнгәнлики, деңиз қатниши вә сода парахотлириниң бихәтәрликини қоғдайдиғанлиқи әскәртилгән иди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар 31-өктәбир (2023) дин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

нурғун хәлқаралиқ деңиз тиранспорт ширкәтлири хусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминә %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر