хәлқара сот: исраилийә вақитлиқ алдини елиш тәдбирлирини дәрһал йолға қойуши керәк

хәлқара сот мәһкимиси ғәззә вәзийитиниң интайин еғир икәнликини, исраилийәниң вақитлиқ тәдбирләрни паал шәкилдә дәрһал йолға қойуши керәкликини оттуриға қойди.

2103588
хәлқара сот: исраилийә вақитлиқ алдини елиш тәдбирлирини дәрһал йолға қойуши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара сот җәнубий африқаниң рәфаһқа һуҗум қилишни пиланлаватқан исраилийәгә қарита йеңи тәдбирләрни йолға қойуш тәлипи тоғрисидики қарарини елан қилди.

мәһкиминиң бу һәқтики йазма байанатида, сотниң 2024-йили 26-йанвар чиқарған алтә түрлүк алдини елиш тәдбирлириниң рәфаһни өз ичигә алған пүтүн ғәззә райони үчүн күчкә игә икәнлики әскәртилип, «алдини елиш тәдбирлирини дәрһал вә үнүмлүк йолға қойушниң зөрүрийити»ни тәкитлиди.

мәһкимә ғәззә, болупму рәфаһниң нөвәттики вәзийитигә «интайин қорқунчлуқ» дәп баһа берип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутерресниң исраилийәниң рәфаһқа һуҗум қилиш тәййарлиқи тоғрисидики: «нөвәттики қабаһәтлик вәзийәтни техиму еғирлаштуруп, районда тәсвирлигүсиз ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду» дегән агаһландурушини әслитип өтти.

байанатта, сотниң 2024-йили 26-йанвар чиқарған алтә түрлүк алдини елиш тәдбирлириниң рәфаһни өз ичигә алған пүтүн ғәззә райони үчүн күчкә игә икәнлики, башқа қошумчә тәдбирләрни йолға қойушни тәләп қилишқа керәк йоқлуқи қәйт қилинди.

сот мәһкимиси, исраилийәниң ғәззәдики пәләстинликләрниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш мәҗбурийити барлиқини тәкитләп, униң ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси вә алдини елиш тәдбирлиригә толуқ әмәл қилиши керәкликини әскәртти.

.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر