нетанйаһу қатарниң тәлипини рәт қилди

исираилийә баш министири нетанйаһу қатарниң ғәззәдики пәләстинликләргә инсанпәрвәрлик йардәмләрни көпәйтиш тәлипини музакирә қилишни рәт қилди.

2103284
нетанйаһу қатарниң тәлипини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийәниң «12-қанал» телевизийәси америка мәркизий ахбарат идариси (CIA) директори вилйам бернс (WilliamBurns) ниң баш министир нетайаһуға, қатарниң ғәззәдики пәләстинликләргә инсанпәрвәрлик йардимини көпәйтиш тәлипини йәткүзгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, нетанйаһу ғәззәдә әсир тутулуватқан исираилийәликләр өзлиригә әвәтилгән дорилирини тапшуруп алғанлиқиға даир испатлар кәлгичә, бу мәсилини музакирә қилишни рәт қилған.

исираилийәниң 7-өктәбир (2023) дин тартип ғәззәгә қиливатқан һуҗумлирида, әң аз дегәндә 12 миң 300 кичик бала, 8 миң 400 айал болуп җәмий 28 миң 663 пәләстинлик җенидин айрилди, 68 миң 395 киши йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر