филиппиндики апәттә қаза қилғанларниң сани ашмақта

филиппинниң җәнубида 6-феврал йүз бәргән тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәсидә қаз қилғанларниң сани 54 кә йәтти.

2100793
филиппиндики апәттә қаза қилғанларниң сани ашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: давав де оро районлуқ һөкүмитиниң фәйсбук бетидә елан қилинған байанатта, тағ гөмүрүлүп чүшүш вәқәси сәвәбидин 54 кишиниң қаза қилғанлиқи вә 63 кишиниң йоқап кәткәнлики билдүрүлди.

байанатта, һазирғичә йариланған 32 кишиниң қутқузувелинғанлиқи, издәш вә қутқузуш хизмитиниң давамлишиватқанлиқи уқтурулди.

район мәсуллири йоқап кәткәнләр тоғрисида алақидар органларни мәлумат билән тәминләш чақириқида болди.

даириләр, апәтниң тәсиригә учриған 1166 аилиниң райондин тарқақлаштурулғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر