исраилийәдә баш министир бенйамин нетанйаһу һөкүмитигә қарши намайишлар давамлашмақта

пайтәхт телавив вә қуддуста өткүзүлгән әсирләр намайишиға миңлиған киши қатнашти.

2100540
исраилийәдә баш министир бенйамин нетанйаһу һөкүмитигә қарши намайишлар давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар нетанйаһу һөкүмитини истипа беришкә чақирди.

намайишчилар исраилийә һөкүмитигә пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити һамас билән болған урушни тохтитиш вә пәләстин земинини ишғал қилишни ахизлаштуруш чақириқи елан қилип, «болар! әмди йетәр!» дәп шоарларни товлиди.

намайишчилар: «һәл қилиш чариси нурғун кишиләрни өлтүрүш әмәс. биз пәләстинликләр билән тинчлиқ орнитишни халаймиз» дәп байанат елан қилди.

намайишчилар йәнә, һөкүмәтни барлиқ тутқунларни қойуп берип, дәрһал сайлам өткүзүшкә чақирди.

исраилийә сақчилири намайишни хәвәр қилмақчи болған мухбирларға қопаллиқ билән арилашти.

тел авивдики һөкүмәткә қарши намайишта 11 киши қолға елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر