түркийәгә F-16 сетип беришкә қарита америка палатасида һечқандақ қануний тосалғу қалмиди

түркийәгә F-16 күрәшчи айропиланиниң сетилиши тоғрисидики америка палатасиниң тәкшүрүш муддити тошти.

2100586
түркийәгә F-16 сетип беришкә қарита америка палатасида һечқандақ қануний тосалғу қалмиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка һөкүмитиниң 26-йанварда F-16 күрәшчи айропиланиниң түркийәгә сетилиши тоғрисида палатаға йоллиған рәсмий уқтурушидин кейин, қанунлуқ бекитилгән 15 күнлүк тәкшүрүш муддити сетишқа тосалғу болидиған һечқандақ мәсилә көрүлмәстин тошқан болди.  

15 күнлүк тәкшүрүш вә наразилиқ билдүрүш муддити җәрйанида пәқәт кентакий кеңәш палата әзаси ранд паулниң кеңәш палатасиға сунған наразилиқи күн тәртипкә кәлди.

паул сунған қанун лайиһәси кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетиға йолланған болсиму, әмма бу қанун лайиһисигә қарита һеч иш қилинмиди.

шундақ қилип, америка һөкүмитиниң рәсмий уқтурушидин кейин, парлатадики 15 күнлүк муддәт түнүгүн кәчтә ахирлашқан болди.

америка қорал-йарағ експортини контрол қилиш қануни (AECA) ға асасән алақидар органлар оттурисида сетиш җәрйаниниң башлинишида һечқандақ тосалғу қалмиди.

түркийә америкадин 40 данә йеңи «F-16 Block 70» күрәшчи айропилани сетивилишни вә амбардики 79 айропилан үчүн заманивилаштуруш запчаслирини тәләп қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر