пакистандики  сайламларниң ғәйрий рәсмий нәтиҗилири келишкә башлиди

пакистанда дөләт парламенти вә өлкилик парламенти әзалирини бәлгиләш үчүн елип берилған сайламларниң ғәйрий рәсмий нәтиҗилири келишкә башлиди.

2100444
пакистандики  сайламларниң ғәйрий рәсмий нәтиҗилири келишкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанда 8 - февралда омумий сайлам өткүзүлгән болуп, сайлиғучилар пакистан дөләт парламенти вә өлкилик парламенти әзалирини бәлгиләш үчүн беләт ташлиған иди.

дөләт парламентидики 266 орундуқ үчүн 5121 намзат, вә 4 өлкилик парламенттики 593 орундуқ үчүн 12 миң 695 намзат риқабәтләшкән иди.

рәсмий болмиған нәтиҗиләргә асасланғанда, түрмидики сабиқ баш министир имран ханниң партийәси болған «пакистан әдаләт һәрикити»  дөләт парламентида 98 орундуққа еришкән.

сабиқ баш министир наваз шәриф башчилиқидики «пакистан мусулманлар бирләшмиси-наваз» 71 орундуққа, билавал бутто зәрдари рәһбәрликидики «пакистан хәлқ партийәси» 53 орундуққа еришкән.

әмма партийәләрниң еришкән орундуқ сани, йалғуз һөкүмәт тәшкилләш үчүн тәләп қилинидиған 133 кә йәтмигән. бу әһвалда һечқандақ бир партийәниң йалғуз һөкүмәт қуралмайдиғанлиқи оттуриға чиққан.

бунуңға қарита наваз шәриф билән бутто зәрдари өзлириниң дөләт парламенти вә пәнҗап өлкилик парламентида иттипақ қурғанлиқлирини җакарлиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر