һайтидики намайишларда 6 киши етип өлтүрүлди вә онлиған киши йариланди

һайтида баш министир ариел һенриниң истипа беришини тәләп қилип өткүзүлгән намайишта тоқунуш йүз берип, 6 киши қаза қилди вә онлиған киши йариланди.

2099530
һайтидики намайишларда 6 киши етип өлтүрүлди вә онлиған киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: район мәтбуатлириниң хәвәрлиригә асасланғанда, баш министир һенриниң истипа беришини тәләп қилған миңлиған киши бир қанчилиған шәһәрләрдә сақчилар билән тоқунушқан.

туқунушларда 6 киши етип өлтүрүлгән вә онлиған киши йариланған.

нурғун кишиләрниң қолға елинғанлиқи, бихәтәрлик қисимлири контроллуқини йоқитип қойғанлиқи сәвәбидин, шайкиларниң һәрикәткә откәнлики билдүрүлмәктә.

мәмликәт миқйасида миңлиған киши мәйданларға чиқип, «бихәтәрликкә капаләтлик қилалмиғанлиқи вә иқтисадий кризисқа һәл қилиш чариси тапалмиғанлиқи» сәвәби билән баш министир һенриниң истипа беришини тәләп қилмақта.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати һайти универсал ишханисиниң 2 - февралда тәййарлиған доклатида, 2023-йилиниң ахирқи 3 ейида һайтида 2300 дин артуқ кишиниң өлтүрүлгәнлики, йариланғанлиқи йаки тутқун қилинғанлиқи вә бу санниң алдинқи 3 айға селиштурғанда %10 ашқанлиқи билдүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر