хитай хаккерлириниң йапонийә мәхпий һөҗҗәтлирини қолға чүшүргәнлики илгири сүрүлди

хитайниң 2020-йили йапонийә ташқи ишлар министирлиқиға қаратқан тор һуҗумлири нәтиҗисидә, министирлиқниң мәхпий дипломатик һөҗҗәтлириниң ашкарилинип кәткәнлики илгири сүрүлди.

2098292
хитай хаккерлириниң йапонийә мәхпий һөҗҗәтлирини қолға чүшүргәнлики илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң рәсмий хәвәр агентлиқи — кйодониң ички кабинет әзалирини мәнбә қилған хәвиридә, йапонийә һөкүмитиниң 2020-йили баш вәзир шинзо аби мәзгилидә хитай мәркәзлик кәң көләмлик тор һуҗумлириға учриғанлиқиниң байқалғанлиқи илгири сүрүлди.

хәвәрдә, ашкарлинип кәткән һөҗҗәтләрниң ташқи ишлар министирлиқи билән чәт әлләрдики дипломатик әлчиханилар оттурисидики интайин мәхпий телеграммиларни өз ичигә алидиғанлиқи, һалқилиқ әһмийәткә игә сәзгүр учурларниң шифирлиқ интернет алақә қанили (IP-VPN)дин пайдилинип нусихиланғанлиқи қәйт қилинди.

йапонийә ички кабинети баш катипи хайаши йошимасаниң, һөкүмәтниң ташқи ишлар министирлиқиниң мәхпий учурлириниң тор һуҗуми арқилиқ оғриланғанлиқини техи җәзмләштүрмигәнликини билдүрди.

хайаши министирлиқниң тор бихәтәрликини қоғдаш вә күчәйтиш үчүн, пүтүн күчи билән тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر