йәмән пирезиденти америка мәсуллири билән көрүшти

йәмән пирезидентлиқ кеңиши рәиси рашад әл алими америка ташқи ишлар министирлиқиниң йеқин шәрқ ишлириға мәсул муавин мәслиһәтчиси барбара леф билән көрүшти.

2097570
йәмән пирезиденти америка мәсуллири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән пирезидентлиқ кеңиши рәиси рашад әл алими америка ташқи ишлар министирлиқиниң йеқин шәрқ ишлириға мәсул муавин мәслиһәтчиси барбара леф билән көрүшүп, йәмәнниң бир қисминиң контроллуқини алқинида тутуп туруватқан хусийларниң қизил деңиз вә әдән қолтуқидики һуҗумлири үстидә музакирә өткүзди.

йәмәнниң рәсмий хәвәр агентлиқи- саба (SABA( ниң хәвиригә асасланғанда, рашад әл алими билән барбара лефниң сәуди әрәбистан пайтәхти рийадта өткүзгән учришишиға, йәмән ташқи ишлар министири авад бин мубарәкму қатнашқан.

учришишта, хусийларниң қизил деңиз вә әдән қолтуқида хәлқара парахотларға қилған һуҗумлири һәққидә шундақла дунйа бойичә әң чоң инсанпәрвәрлик киризиси йүз бериватқан йәмәндики хәлқниң турмуш шараити һәққидә музакириләшкәнлики билдүрүлди.

учришишта, рашад әл алиминиң «иран қораллири вә әткәс мәбләғлириниң хусийларға четишлиқ террорлуқ тәшкилатлириға тохтимай еқиши, хәлқараниң тинчлиқи вә бихәтәрлики үчүн хәвп елип кәлмәктә» дәп агаһландурғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر