тел авивда бенйамин нетанйаһу һөкүмитиниң истипа бериши тәләп қилинди

исраилийәниң пайтәхти тел авивда исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу һөкүмитиниң истипа бериши вә муддәттин бурун сайлам өткүзүлишини тәләп қилип намайиш өткүзүлди.

2097227
тел авивда бенйамин нетанйаһу һөкүмитиниң истипа бериши тәләп қилинди
israil tel aviv gosteriler2.jpg
israil tel aviv gosteriler1.jpg
israil tel aviv gosteriler.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: тәхминән миң киши дөләт мудапиә министирлиқиниң йениға топлинип, исраилийә байриқи вә лозинкиларни көтүрүшкән һалда һөкүмәткә наразилиқ билдүрди.

намайишчилар исраилийә баш министири нетанйаһуниң рәсиминиң үстигә «җинайәт министири», «исраилийәни вәйран қилғучи» дегән хәтләр йезилған пилакатларни вә һөкүмәтни тәнқид қилған лозинкиларни көтүрүп намайш қилди.

намайишчилар дөләт мудапиә министирлиқи алдидики йолни тосуп қойғандин кейин, пийадә вә атлиқ исраилийә сақчилири намайишчиларға мудахилә қилип аз дегәндә 3 кишини қолға алди.

мудахилә җәрйанида, сақчилар билән намайишчилар оттурисида малиманчилиқ вә ағзаки талаш тартиш йүз бәрди.

исраилийә сақчилири намайишчилар топиға тәвә бир қисим чалғу әсваблар вә мегафонларни мусадирә қилди.

инсанпәрвәрлик апити чоңқурлашқан қоршав астидики ғәззә райониға қилиниватқан һуҗумларниң тохтитилишини вә уруш тохтитишни тәләп қилип тел авивда урушқа қарши намайиш өткүзүлди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң йениға топланған исраилийәлик намайшчилар, «интиқам билән ғәлибә болмайду», «қанунсиз көчмәнләр террорлуқни тохтитиңлар!», «бихәтәрлик пәқәт тинчлиқ арқилиқла әмәлгә ашиду», «ишғалийәт болған йәрдә демократийә болмайду» дәп йезилған лозункиларни көтүрүп намайиш қилди.

намайшчилар исраилийәниң ғәззә райониға қилған һуҗумлириға наразилиқ билдүрүп, уруш тохтитишни тәләп қилди.

ғәрбий қуддус, һайфа вә бируссәби қатарлиқ шәһәрләрдиму миңлиған исраилийәлик намайиш өткүзүп, ғәззәдики исраилийәлик әсирләрни қайтуруп келиш үчүн сийасий бир келишим түзүлиши керәкликини вә нитанийаһу һөкүмитиниң истипа беришини тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر