һамас: «исраилийә билән ғәззә райони тоғрисида ахирқи келишим һасил қилинған иш йоқ»

һамас һәрикити сийасий бейроси әзаси усама әл һәмдан: «исраилийә билән ғәззә райони тоғрисида ахирқи келишим һасил қилинған иш йоқ» деди.

2097202
һамас: «исраилийә билән ғәззә райони тоғрисида ахирқи келишим һасил қилинған иш йоқ»

түркийә авази радийоси хәвири: усама әл һәмдан мухбирларни күтүвелиш йиғинида, исраилийә билән иккинчи қетимлиқ әсир алмаштуруш вә ғәззә районида толуқ уруш тохтитиш мәсилиси һәққидә байанат елан қилди.

исраилийә билән уруш тохтитиш вә әсир алмаштуруш тоғрисида ахирқи келишим һасил қилинмиғанлиқини тәкитлигән һәмдан, бәзи тәклип вә тәвсийәләр кәлгәнликини, һамас болуш сүпити билән бу һәқтә хизмәт қиливатқанлиқини, пәләстин хәлқиниң мәнпәәтини көздә тутуп қарар чиқиридиғанлиқини ейтти.

һәмдан фирансийәниң пайтәхти париждики йиғинда түзүлүш еһтималлиқи болған келишимниң омумий рамка лайиһәсини һамасниң тапшурувалғанлиқини билдүрүп: «исраилийәниң ғәззә райониға қаритилған барлиқ һуҗумларни тохтитиши вә ғәззәдики барлиқ ишғалийәтчи күчлирини чекиндүришини асас қилған келишимгә мәркәзлишиватимиз» деди.

келишим лайиһәсигә мәркәзләшкәнликини байан қилған һәмдан: «бу лайиһә ғәззәдики хәлқимизгә қаритилған 17 йиллиқ қоршавни бикар қилиш, қайтидин шәһәр қурулуши вә әсир алмаштуруш келишимини өз ичигә алиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر