хусийлар әнглийәниң бир парахотиға башқурулидиған бомба атқан

йәмәндә иран қоллаватқан хусийлар қизил деңизда «ишғал астидики пәләстин порти» ға қарап кетиватқан әнглийәниң бир сода парахотиға һуҗум қилғанлиқлирини елан қилди.

2096562
хусийлар әнглийәниң бир парахотиға башқурулидиған бомба атқан

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң армийә бәйәнәтчиси йәһйа сәри екс (X) адресида, әнглийәниң сода парахотиға зәрбә берилгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «америка билән әнглийәниң йәмәнгә қилған һуҗуми» ға җавабән, «қизил деңизда әнглийәниң бир сода парахотиға башқурулидиған бомба билән зәрбә бәргәберилгәнлики» қәйт қилинди.

байанатта мундақ дейилди:

«ғәззә қоршави әмәлдин қалдурулуп, исираилийә һуҗумлирини тохтатқичә қизил деңиз вә оман деңизида исираилийә парахотлириға йаки исираилийәгә баридиған парахотларға зәрбә бериш давамлишиду.»

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар 31-өктәбир (2023) дин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңизи тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

дунйадики нурғун хәлқаралиқ деңиз тирансипорт ширкәтлири хусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминә %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر