америка билән хусийлар бир-биригә қарши байанатларни елан қилди

америка йәмәндә иран қоллаватқан хусийларниң қуруқлуқтин һаваға қойуп берилидиған башқурулидиған бомбисиниң битчит қилинғанлиқини елан қилди. хусийлар болса, американиң бир сода парахотиға һуҗум қилғанлиқлирини елан қилди.

2096082
америка билән хусийлар бир-биригә қарши байанатларни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби-сентком байанат елан қилип, хусийларниң қойуп берилиш алдидики бир данә қуруқлуқтин һаваға етилидиған башқурулидиған бомбисиниң битчит қилинғанлиқини билдүрди.

хусийларниң һәрбий байанатчиси йәһйа сәри екс (X) адресида учур һәмбәрләп, исираилийәгә қарап илгириләватқан американиң бир сода парахотиға башқурулидиған бомба атқанлиқлирини билдүрди.

у америка вә әнглийәниң һуҗумлириға җаваб қайтурушта иккиләнмәйдиғанлиқлирини әскәртип, қизил деңиздин өткән америка билән әнглийә парахотлириниң өзлири үчүн қанунлуқ һуҗум нишани икәнликини тәкрарлиди.

хусийларға қарашлиқ «әл мәсира» телевизийәсиниң хәвиридә билдүрүлишичә, америка вә әнглийә айропиланлири йәмәнниң ғәрбий шималиға җайлашқан сада шәһириниң шималини бомбардиман қилған.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар 31-өктәбир (2023) дин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

дунйадики нурғун хәлқаралиқ деңиз тирансипорт ширкәтлири хусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминә %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر