ийорданийә һөкүмити үч америка әскири қаза қилған һуҗум һәққидә  байанат елан қилди

ийорданийә һөкүмити үч америка әскири қаза қилған һуҗумниң ийорданийә земинида әмәс, бәлки сүрийә чеграсидики тәнәф базисида йүз бәргәнликини елан қилди.

2094457
ийорданийә һөкүмити үч америка әскири қаза қилған һуҗум һәққидә  байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә һөкүмити байанатчиси муһәннәд мубәйдин үч америкалиқ әскәр қаза қилған вә 34  әскәр йариланған һуҗум һәққидә әлмәмләкә телевизийә қанилиға байанат бәрди.

муһәннәд мубәйдин америка армийәсигә қилинған һуҗумниң ийорданийә земинида әмәс, бәлки сүрийә чеграсиға йеқин җайда йүз бәргәнликини вә тәнәф базисиниң һуҗум нишани қилинғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر