америкада бир түркүм намайишчилар антоний блинкенниң өйиниң удулиға чедир қурди

пәләстинни қоллайдиған бир түркүм намайишчилар америка ташқи ишлар министири антоний блинкенниң өйиниң удулиға чедир қуруп, ғәззәдә уруш тохтитишни тәләп қилди.

2094244
америкада бир түркүм намайишчилар антоний блинкенниң өйиниң удулиға чедир қурди

түркийә авази радийоси хәвири: билинкенниң виргинийә иштатидики өйи алдида намайиш қилған пәләстинни қоллиғучилар, «блинкен исраилийәниң террорлуқни қоллаватиду!», «қанхор блинкен!» вә «биллинкенниң өйини ишғал қилиңлар, ғәззә узун өмүр көрсун!» дәп йезилған лозункиларни ачти.

намайишчилардин бири болған һазами бармада американиң уруш җинайити, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләргила «шерик» болуп қалмастин өз нөвитидә йәнә «җавабкар» икәнликини ейтти.

һазами бармад: «америка ташқи ишлар министири антоний блинкенниң өйиниң алдиға чедир қуримиз, чүнки у исраилийәниң пәләстин хәлқигә қарши уруш җинайити вә ирқий қирғинчилиқини қоллаш шундақла имкан йаритип бериш билән җинайәт шерикидур» деди.

америкалиқ йәһудий намайишчиси җеремий левингерму сөз қилип: «ғәззәдә уруш тохтитишни тәләп қилмиғанлиқи үчүн блинкен вә униң билән охшаш позитсийәдики сийасионларға күчлүк бесим ишлитиш керәк» деди.

җеремий левингер: «американиң исраилийәгә қилған һәрбий йардимини тохтитишқа чақириқ қилишмайду. ғәззәдә уруш тохтитиш йаки ғәззәдики ишғалийәтни тохтитишқа чақириқ елан қилишмайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر