абдуллаһйан американи «урушниң даириси кеңийип кетиду» дәп агаһландурди

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан йәмәндики хусийларға қарши бирликтә йеңи һуҗум башлиған америкаға, «урушниң даириси кеңийип кетиду» дәп агаһландуруш учури йоллиғанлиқини ейтти.

2092242
абдуллаһйан американи «урушниң даириси кеңийип кетиду» дәп агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләт телевизийәсиниң хәвиригә асасланғанда, ташқи ишлар министири абдуллаһйан бүгүн (23-йанвар) бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәпсизлик кеңишиниң ғәззә вәзийити тоғрисидики йиғиниға қатнишиш үчүн нйу йоркқа йетип барған вә райондики өзгиришләр һәққидә байанат елан қилған.

иран министири американиң әнглийә билән бирликтә йәмәндики хусийларға қарши елип барған һава һуҗуми үстидә тохтилип: «америка вә әнглийәгә районниң тинчлиқи һәмдә бихәтәрликигә тәһдит салидиған һуҗумларниң уруш даирисини кеңәйтивитидиғанлиқи тоғрисида җиддий агаһландурушларни йоллидуқ» деди.

иран қоллап - қувәтләватқан йәмәндики хусийлар әдән қолтуқида американиң йүк парахотлириға башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилғанлиқини, америка вә әнглийә қисимлириниң болса,  пайтәхт санааға һава һуҗуми қилғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر