исраилийә ливанда бир аптомобилға учқучисиз айропилан билән һуҗум қилди

исраилийәниң ливанниң җәнубида бир аптомобилға учқучисиз айропилан билән һуҗум қилғанлиқи вә һуҗумда бир киши қаза қилип, бәш кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

2091555
исраилийә ливанда бир аптомобилға учқучисиз айропилан билән һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ливан мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, түнүгүн (21-йанвар) ливанниң җәнубидики кафрада ливан һәрбий тәкшүрүш понкитиға йеқин җайда бир аптомобил учқучисиз айропиланниң һуҗумиға учриған. һуҗумда бир киши қаза қилип, бәш киши йариланған.

һуҗум ливан-исраилийә чеграсидин тәхминән сәккиз километир йирақлиқта қилинған болуп, һуҗумда бир аптомобилниң вәйран болғанлиқи, йәнә бир аптомобилға от кәткәнлики хәвәр қилинди.

исраилийә таратқулириниң бихәтәрлик мәнбәлирини асас қилған хәвәрлиридә болса, һуҗумда һизбуллаһниң икки әзасиниң өлтүрүлгәнлики, йәнә бир әзасиниң қечип қутулғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر