америка ирақ вә сүрийәдики қисимлириниң 140 қетим һуҗумға учриғанлиқини билдүрди

америка дөләт мудапиә министирлиқи — пентагон 17-өктәбирдин буйан ирақ вә сүрийәдики америка әскәрлириниң 140 қетим һуҗумға учриғанлиқини билдүрди.

2090681
америка ирақ вә сүрийәдики қисимлириниң 140 қетим һуҗумға учриғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пентагон муавин байанатчиси сабрина синг күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, оттура шәрқниң нөвәттики вәзийити тоғрисида тохтилип, 17-өктәбирдин буйан американиң ирақ вә сүрийәдики әскәрлириниң 140 қетим һуҗумға учриғанлиқини, буларниң 57 синиң ирақта, 83 иниң сүрийәдә мәйданға кәлгәнликини билдүрди.

у қизил деңиздики сода парахотлириға қилиниватқан һуҗумлар һәққидиму тохтилип, йәмәндики һусийларни бу хил қилмишларни тохтитишқа чақирди.

синг бир мухбирниң <исраилийә ғәззәгә қаратқан һуҗумини тохтатса, һусийларниңму һуҗумлирини ахирлаштуридиғанлиқини җакарлиғанлиқи>ни әслитип өтүшидин кейин сөз қилип, қизил деңизда йүз бәргән ишлар билән ғәззәдә йүз бәргән ишлар оттурисида һечқандақ бағлиниш йоқлуқини илгири сүрди.

америка һөкүмити түнүгүн «һусийлар» дәп атиливатқан «әнсаруллаһ» һәрикитини «чәт әл террорлуқ тәшкилатлири тизимлики»гә киргүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر