украина: ғәрб русийәни қоралландурушни давамлаштуруватиду

украина пирезидентлиқ мәһкимиси ишханиси, ғәрб ширкәтлириниң имбарголарға қаримай, русийәгә 2 милйард 900 милйон доллар қиммитидә қорал-йарағ ишләпчиқиришта ишлитилидиған запчасларни експорт қилғанлиқини уқтурди.

2090433
украина: ғәрб русийәни қоралландурушни давамлаштуруватиду

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезидентлиқ мәһкимиси ишханисиниң бу һәқтики һөҗҗитигә қариғанда, 2023-йили русийә импорт қилған «қорал ишләпчиқиришта ишлитишкә болидиған материйаллар»ниң миқдари уруштин бурунқи сәвийәдин анчә төвән әмәс икән, башқичә ейтқанда, тәхминән% 90 кә тоғра келидикән. украина пирезидентлиқ мәһкимиси ишханиси башлиқи андрей йермак билән американиң москвада турушлуқ сабиқ баш әлчиси майкил макфолниң йетәкчиликидә тәкшүрүш елип барған тәтқиқат гурупписи, ширкәтләрниң русийәгә һәрбий ишларда ишлитилидиған материйалларни експорт қилиш җазасидин сақлиниш үчүн көрсәткән тиришчанлиқини көзәткән.

һөҗҗәткә асасланғанда, «йоқитилған йаки қолға чүшүрүлгән русийә қораллиридин елинған әвришкиләрдә 250 дин артуқ ғәрб ширкитиниң мәһсулатлири байқалған».

тәтқиқатқа қатнашқан кийев иқтисад институти, русийәниң қораллиридин 2800 чәт әл запчисиниң тепилғанлиқини, тәкшүрүлгән қоралларниң ичидә москваниң украинаға қилған һава һуҗумида ишләткән йуқири авазлиқ кинҗал башқурулидиған бомбилириниңму барлиқини уқтурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر