америка билән әнглийә йәмән шәһәрлирини бомбардиман қилди

америка билән әнглийәниң һава армийәлири йәмәнниң бәш шәһирини һавадин бомбардиман қилди.

2090343
америка билән әнглийә йәмән шәһәрлирини бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка билән әнглийәниң уруш айропиланлири йәмәнниң сада, зиммар, һудәйдә, таиз вә бәйда шәһәрлирини бомбардиман қилди.

америка билән әнглийәниң йәмән шәһәрлирини һавадин бомбардиман қилишқа мунасивәтлик һечқандақ мәлумат елан қилинмиди.

йәмәндики һусийлар әдән боғузидики американиң «Ginco Picardie» парахотиға бир қатар башқурулидиған бомба һуҗуми қилғанлиқини  елан қилған иди.

һусийларға қарашлиқ йәмән армийәсиниң бу һәқтә елан қилған байанатида, «йәмәнниң өзини қанунлуқ қоғдаш һоқуқи даирисидә, пәләстин хәлқини қоллашни давамлаштуримиз, әрәб деңизи вә қизил деңизики барлиқ хәтәрләрниң мәнбәлирини һуҗум нишани қилиштин чекинмәймиз» дейилди.

һусийларниң байанатида йәнә, «америка вә әнглийәниң һуҗумлириға берилидиған җавабтин қечип қутулғили болмайдиғанлиқи, йеңи һуҗумларниңму җавабсиз вә җазасиз қалмайдиғанлиқи» қәйт қилинған иди.

америка һөкүмити йәмәндә «һусийлар» дәп атилидиған әнсаруллаһ һәрикитини, қизил деңиздики һуҗумлири сәвәбидин қайтидин «чәт әл террорлуқ тәшкилатлири» тизимликигә киргүзди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар 31-өктәбирдин тартип исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җаваб қайтурушни сәвәб қилип, йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлиригә четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилишни башлиған иди.

америка һәрбий қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә учқуларниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

дунйадики нурғун хәлқаралиқ деңиз тирансипорт ширкәтлири һусийларниң һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

дунйа содисиниң тәхминә %12 и ақдеңизни қизил деңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ әмәлгә ашиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر