исраилийәниң вәһшийләрчә һуҗуми сәвәбидин ғәззәдә ачарчилиқ апити йүз бәрмәктә

7 - өктәбирдин буйан исраилийәниң вәһшийләрчә һуҗуми астида туруватқан ғәззә районида, 2 милйон 200 миң кишиниң ачарчилиқ хәвпигә дуч кәлгәнлики билдүрүлди.

2089540
исраилийәниң вәһшийләрчә һуҗуми сәвәбидин ғәззәдә ачарчилиқ апити йүз бәрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси (OCHA) ғәззәдә йемәк-ичмәк йетишмәслик мәсилиси сәвәбидин йүз бәргән ачарчилиқ киризиси һәққидә байанат елан қилди.

байанатта, ғәззәдә 2 милйон 200 миң кишиниң ачарчилиқ хәвпигә дуч кәлгәнлики, 378 миң кишиниң йемәк-ичмәк бихәтәрлики универсал өлчими (IPC) гә асасән «апәт» дәп атилидиған 5 - дәриҗилик ачарчилиққа дуч кәлгәнлики тәкитләнди.

байанатта йәнә, 939 миң кишиниң «җиддий һаләт» дәп аталидиған 4 - дәриҗилик ачарчилиққа дуч кәлгәнлики вә исраилийәниң һуҗумлири сәвәбидин ғәззә райони миқийасида 1 милйон 900 миң кишиниң өй –маканлиридин айрилишқа мәҗбур болғанлиқи, буларниң көпинчисиниң өтмә -түшүк болуп кәткән чедирлардин тәркип тапқан лагерларда йашаватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر