йапонийә билән австралийә райондики тәһдитләргә қарши һәмкарлиқни күчәйтишни қарар қилди

йапонийә билән австралийә «районда бирла вақитта йүз бәргүси тәсадипий вәқәләргә қарши» һәрбий һәмкарлиқни күчәйтишни қарар қилди.

2089167
йапонийә билән австралийә райондики тәһдитләргә қарши һәмкарлиқни күчәйтишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә рәсмий хәвәр агентлиқи —кйодониң хәвиригә қариғанда, токйо вә канберра һөкүмәтлири шәрқий һәмдә җәнубий деңиздики һәрбий тәһдитләргә қарши мудапиә һәмкарлиқини күчәйтиш мәсилисини музакирә қилған.

сөһбәт җәрйанида, йапонийә өзини қоғдаш армийәси билән австралийә армийәсиниң бирләшмә маневирлириниң санини көпәйтип, даирисини кеңәйтиш мәсилилириму музакирә қилинған.

бирдәклик һасил қилинған қарарниң роһиға асасән, тинч окйан бойидики икки қошна дөләт, «хитайниң иғвагәрчилик һәрикәтлирини өз ичигә алған йеқин районлардики күтүлмигән әһвалларға қарши туруш иқтидари»ни күчәйтидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر