иранниң қоллиши астидики һусийлардин америкаға тәһдит

һусийларниң сийасий бийуро әзаси әли әлқаххум америкаға қарши урушни ғәлибини қолға кәлтүргичә давамлаштуридиғанлиқлирини билдүрди.

2089197
иранниң қоллиши астидики һусийлардин америкаға тәһдит

түркийә авази радийоси хәвири: һусийларниң сийасий бийуро әзаси әли әлқаххум: «йәмәндин америкалиқларға шуни дәймизки: йәмәнгә қаратқан барлиқ һәрикәтлириңлар вә һуҗумлириңлар мувәппәқийәткә еришәлмәйду, һуҗумлириңларға барлиқ күчимиз билән қарши туримиз. йәмәнниң қудритини көрүп қалисләр вә райондин пәскәшләрчә чекинисләр. тәкәббурлуқуңлар вә йоғанчилиқиңлар ахирлишиду, йәмәнниң күчини көрисиләр» деди.

у йәмәнниң бир дөләт болуш сүпити билән хәлқи вә армийәси билән америкаға қарши урушқа тәййарлиниватқанлиқини әскәртип, мундақ деди:

«йәмән дөлити, армийәси вә хәлқи билән һошйарлиқни өстүрүп, америкаға қарши урушқа қатнишишқа тәййарлиқ қилмақта. пәләстин вә үммәтниң барлиқ дәвалири үчүн америка, әнглийә вә исраилийә вәкилликидики чоң шәйтанға биваситә қарши туруш бир шәрәп.»

у америка билән болған урушниң «вәдә қилинған пәтһи вә җиһад» икәнликини тәкитлиди.

у американиң алдинқи һәптә йәмәнгә қилған һуҗуминиң нәтиҗигә еришәлмигәнликини әскәртип мундақ деди: «америка вә әнглийәниң йәмәнгә қилған һуҗуминиң һечқандақ үнүми болмиди вә болмайду. бу игилик һоқуқ вә хәлқара қанунға хилаплиқ қилған һуҗум вә җинайәт һесаблиниду. америка вә әнглийәниң зәрбисигә учриған нишанлар илгири бомбардиман қилинған районларда иди, бу һечқандақ йеңилиқ әмәс. улар буниң билән йәмәнгә қарши җәң елан қилди, шуңа уларға чоқум йәмәнниң йәмәнниң һуҗумлириға чидеши керәк. террорист америкадур, бу униң өткүзгән җинайити. бу бир уруш вә давамлишиватиду. улар һуҗум қилғанлиқиға чоқум пушайман қилиду вә еғир бәдәл төләйду. йәмән өзиниң улуғ хәлқи, дөлити, армийәси, рәһбәрлики, күчи вә һәрбий иқтидари билән улуғдур.»

у ахирида, америкаға қарши ғәлибә қилғичә урушни давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитләп, дүшмәнлиригә беридиған җавабниң интайин қаттиқ вә қахшатқуч болидиғанлиқини билдүрди.

иранниң қоллиши астидики һусийлар исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға җавабән 31-өктәбир (2023) дин тартип йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлириниң сода парахотлирини мусадирә қилмақта. бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилмақа.

америка қораллиқ қисимлири нурғун қетим йәмәндин етилған башқурулидиған бомба вә қойуп берилгән учқуларни етип чүшүргәнликини елан қилди.

дунйадики нурғун деңиз тирансипорт ширкәтлири һусийларниң һуҗумлири башланғандин кейин, қизил деңиздики қатнишини тохтатти. қизил деңизни ақдеңизға туташтуруп, йавропа билән асийа оттурисидики мусапини қисқартидиған сүвәйиш қанили арқилиқ дунйа содисиниң тәхминән %12 и қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر