йапонийәдә отакә йанар теғи партлиди

йапонийәниң ғәрбий җәнубидики кагошима вилайитигә қарашлиқ суванос арилиға җайлашқан отакә йанар теғида партлаш йүз бәрди.

2088359
йапонийәдә отакә йанар теғи партлиди

түркийә авази радийоси хәвири: отакә йанар теғида шу йәрниң вақти 00:22 дә партлаш йүз бәргәнлики билдүрүлди.

йанар тағ һәрикитидин агаһландуруш сәвийәси амминиң йанар тағқа йеқинлашмаслиқини тәвсийә қилидиған 3 – дәриҗигә көтүрүлди.

дәсләпки ениқлашларға қариғанда, адәм өлүш йаки мал-мүлүк зийанға учраш вәқәси көрүлмиди.  

нопуси 100 дин төвән болған йанар тағ алаһәдиликигә игә суванос арили йапонийәниң ғәрбий җәнубидики кагошима вилайитиниң җәнубиға 230 киломитир келиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر